Сумбатлик жигит
Сени бир көрүп тәврәнди жүрәк,
Маңа һаятта пәқәт сән керәк.
Вәслиңгә тоймай тәлмүрүп қарап,
Нахша ейтимән булбулдәк, булбулдәк сайрап.
Күлүп яйрап көңлүмни алдиң сумбатлиқ жигит,
Муһәббитим бағлавалдиң жүрәккә чигип.
Вәслиңгә тоймай тәлмүрүп қарап,
Нахша ейтимән булбулдәк, булбулдәк сайрап.
Мәйли билгин,билмигин яр бир сени сөйдүм,
Кечә-күндүз яр ишқиңда от болуп көйдүм.
Айдәк гөзәлим бәрна йүзлириң мени көйдүргән шәһла көзлириң
Сени көрсәм көңлүм хошал йүзүңгә беқип,
Әнди билдим кетәлмәйсән сән мәндин қечип.
Сени бир көрүп тәврәнди жүрәк,
Маңа һаятта пәқәт сән керәк.
Вәслиңгә тоймай тәлмүрүп қарап,
Нахша ейтимән булбулдәк, булбулдәк сайрап.