Дост
Дост, вападар дост
У яратқан Егәмниң қилған соғиси
Дост у данишмән
Йениңда жүрсә көрәлмәс уни дүшмән
Достлуримниң арасида мән хатиржәм
Бирилигимиз бизниң у бир бөләк вәтән
Һәқиқий достниң кимлигини билмисәң
Жанни қурбан қилар сән униңға десәң
Дост шундақ адәм
Сән билән биргә охшаш басиду қәдәм
Һәм пүткүл аләм
Қарши болса у қешиңда болар һәр дәм
Жан достуңни сән синақларға қалдурма
Өмүр өзи тасқап синайду бир Аллаһ
Мәхситиң сениң пәқәт қешида болуш
Адаш үчүн күрәш, адаш үчүн уруш
Дост у алайтәң
У бир һаят, у бир өмүр чүшәнмисәң
Кәң униң көңли
Та әбәдка униң сөзи, бәргән қоли
Дост дегән сөзни таллай инсан чүшәнмәс
Бу заманда һәқиқий достни тапмақ тәс
Әгәр шундақ дост сениң қешиңда болса
Садақәтлик билән уни дүшмәндин тоса
Дост ейтар жиглап
Қийин болсиму сениң көзүңгә қарап
Сән хаталашсаң
Әл алдида турар сән тәрәпни Яқлап
Сән бәхитсиз адәм достлириң болмиса
Ялғузлуқ яришар пәқәт бир Аллаһқа
Өмчилик, жәм билән алармиз утуқни
Яртқучи мәккәм қилғай бу достлуқни
Достлуғимиз мәңгү болсун қериндашлар
Дүшмән кирип бузалмисун жан адашлар
Дост болайли бу аләмдә биз Һәр дайим
Достлиғимизни сақлап қалсун Худдайим